15
Худаниң Абрамға көрүнүп, униң билән әһдә түзүши
Бу ишлардин кейин Пәрвәрдигарниң сөз-калами Абрамға аламәт көрүнүштә келип: «Әй Абрам, қорқмиғин; Мән Өзүм қалқиниң вә зор инъамиңдурмән» — деди.   Лекин Абрам: — Әй Рәб Пәрвәрдигар, маңа немә берисән? Мана, мән балисиз турсам, өй-бисатлиримға варислиқ қилғучи мошу Дәмәшқлик Әлиезәрла бардур, — деди.
Абрам йәнә: Мана, Сән маңа һеч нәсил бәрмидиң, мана өйүмдә туруватқанлардин бири маңа варис болиду, деди.
Шу һаман Пәрвәрдигарниң сөз-калами униңға келип: «Бу киши саңа варис болмайду, бәлки өз пуштуңдин болидиған киши саңа варис болиду», — деди.
Шуниң билән Пәрвәрдигар уни ташқириға елип чиқип: — Әнди асманға қарап юлтузларни сана — Қени, уларни саналамсәнкин?! — деди. Андин униңға: — Сениң нәслиңму шундақ болиду, — деди.
Абрам Пәрвәрдигарға ишәнди; Пәрвәрдигар униңдики бу ишәшни униң һәққанийлиғи дәп һесаплиди. Йәнә униңға: Мән бу зиминға егә қилишқа сени Калдийәдики Ур шәһиридин елип чиққан Пәрвәрдигардурмән, — деди.
Лекин Абрам: — И Рәб Пәрвәрдигар, мән униңға җәзмән егә болидиғинимни қандақ билимән? — дәп сориди.
Пәрвәрдигар униңға: — Мән үчүн үч яшлиқ бир инәк, үч яшлиқ бир чиши өчкә, үч яшлиқ бир қочқар билән бир кәптәр вә бир баҗка елип кәлгин, — деди.
10 Шуңа у буларниң һәммисини елип, уларниң һәр бирсини йеримдин икки парчә қилип, йеримини йәнә бир йеримиға удулму удул қилип қоюп қойди; амма қушларни парчилимиди. 11 Қарға-қузғунлар тапларниң үстигә чүшкәндә, Абрам уларни үркүтүп һайдивәтти.
12 Лекин күн патай дегәндә, Абрамни еғир бир уйқа басти вә мана, униң үстигә дәһшәтлик бир вәһимә, том қараңғулуқ чүшти. 13 Андин Пәрвәрдигар Абрамға: — Җәзмән билишиң керәкки, сениң нәслиң өзлириниң болмиған бир зиминда мусапир болуп, шу йәрдики хәлиқниң қуллуғида болиду вә шундақла, бу хәлиқ уларға төрт йүз жилғичә җәбир-зулум салиду. 14 Лекин Мән уларни қуллуққа салғучи шу таипиниң үстидин һөкүм чиқиримән. Кейин улар нурғун байлиқларни елип шу йәрдин чиқиду. 15 Амма сән болсаң, аман-хатирҗәмлик ичидә ата-бовилириңға қошулисән; узун өмүр көрүп андин дәпнә қилинисән.   16 Лекин шу йәрдә төрт әвлат өтүп, нәслиң бу йәргә йенип келиду; чүнки Аморийларниң қәбиһлигиниң зихи техи тошмиди, деди.  
17 Шундақ болдики, күн петип қараңғу болғанда, мана, гөшләрниң оттурисидин өтүп кетиватқан, ис-түтәк чиқип турған бир отдан билән ялқунлуқ бир мәшъәл көрүнди. 18-19 Дәл шу күни Пәрвәрдигар Абрам билән әһдә түзүп униңға: — «Мән сениң нәслиңгә бу зиминни Мисирниң еқинидин тартип Улуқ дәрия, йәни Әфрат дәриясиғичә беримән; йәни Кенийләр, Кәниззийлар, Кадмонийлар, 20 Һиттийлар, Пәриззийләр, Рәфайийлар, 21 Аморийлар, Ⱪананийлар, Гиргашийлар вә Йәбусийларниң жутини уларниңки қилимән» деди.
 
 
15:1 «Мән Өзүм қалқиниң вә зор инъамиңдурмән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Мән саңа зор инъам бәргүчидурмән». 15:1 Зәб. 15:5; 17:3; 18:12 15:5 Мис. 32:13; Қан. 10:22; Рим. 4:18; Ибр. 11:12. 15:6 Рим. 4:3,9,18,22; Гал. 3:6; Яқ. 2:23. 15:7 Зәб. 104:9-13 15:10 «чүшәнмә» — кона заманларда икки тәрәп бир-бири билән әһдә түзмәкчи болса, авал кала яки қойни союп, икки парчә қилип парчилайтти; андин икки тәрәп союп икки парчә қилған малниң оттурисидин тәң өтүп бир-биригә қәсәм қилатти. Бу ишниң мәнаси, «қайсимиз әһдини бузсақ, Худа уни бу сойған малға охшаш қилсун!» демәклик болуши мүмкин. Шуңа ибраний тилида «әһдә түзүш» адәттә «әһдә кесиш» дейилиду. «Йәр.» 34:8, 18-20-айәтләрни көрүң. 15:13 Мис. 12:40; Рос. 7:6; Гал. 3:17. 15:14 Мис. 3:22; 11:2; 12:35,36. 15:15 «ата-бовилириңға қошулисән» — бу сөз ейтилған объектқа қарап мәнасини бекитиш мүмкин. Аңлиғучи етиқатлиқ киши болса өлгәндин кейин униң роһи һәққанийларниң роһлириниң қешиға кетиду; етиқатсиз болса, уларниң роһи етиқатсизлар билән биллә болиду («Луқа» 16:13-19 вә «қошумчә сөз»ниму көрүң). 15:15 Яр. 25:7, 8. 15:16 «Аморийларниң қәбиһлиги» — Аморийлар Қанаан зиминида туруватқан қәбилиләр ичдә «йетәкчи қәбилә» һесаплинатти. «Аморийларниң қәбиһлигиниң зихи техи тошмиған еди» — демәк, Худа уларға товва қилиш пурсити бәрсиму, улар товва қилмай, йәнила гунаға петип, Худа бекиткән чәккә йәткәндә, Ибраһимниң әвлатлири болған Исраиллар арқилиқ уларни җазалайду; Исраиллар уларни зиминидин һайдап йоқитиду. Бу ишлар «Чөл-Баявандики Сәпәр», «Қанун Шәрһи» вә «Йәшуа»да тәпсилий тәсвирлиниду. «Мисирдин чиқиш»тики «қошумчә сөз»имизниму көрүң. 15:16 Мис. 12:40. 15:17 «чүшәнмә» — бу нәрсиләрниң әһмийити, шундақла Худа Ибраһим билән бағлиған шу әһдә тоғрисида «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз. 15:18-19 Яр. 12:7; 13:15; 24:7; 26:4; Мис. 32:13; Қан. 1:8; 34:4.