5
(Давами)
1-2 Шуңа Худаниң сөйүмлүк пәрзәнтлиридин болуп, Уни үлгә қилиңлар; һәмдә Мәсиһ бизни сөйүп, Өзини биз үчүн Худаға хушпурақ сүпитидә һәдийә-қурбанлиқ болушқа атап пида қилғандәк силәрму муһәббәт ичидә меңиңлар.
3 Амма муқәддәс бәндиләргә лайиқ һалда, бузуқлуқ, һәр қандақ паскинилиқ яки нәпсанийәтчилик араңларда һәтта тилғиму елинмисун;
4 Шундақла ипласлиқ, әхмиқанә параңлар яки чакина чақчақларму тилиңларға елинмисун — буларму мувапиқ әмәстур — бәлки ағзиңлардин тәшәккүрләр чиқсун.
5 Чүнки шуниңдин хәвәрдарсиләрки, һәр қандақ бузуқлуқ қилғучи, напак болғучи яки нәпсанийәтчи киши (бундақ киши әмәлийәттә бир бутпәрәскә баравәр) Мәсиһ вә Худаниң падишалиғиға мирасхор болалмайду.
6 Һеч кимгә өзүңларни қуруқ гәпләр билән алдатмаңлар; чүнки бу ишлар түпәйлидин Худаниң ғәзиви итаәтсизликтин болған пәрзәнтләрниң бешиға чүшиду.
7 Шуңа уларға мошу ишларда шерик болмаңлар;
8 чүнки силәр әсли қараңғулуқ едиңлар, лекин һазир Рәбдә йоруқлуқсиләр; йоруқлуқниң пәрзәнтлиригә лайиқ меңиңлар
9 (чүнки йоруқлуқниң мевиси толуқ меһриванлиқ, һәққанийлиқ вә һәқиқәттин тәркиб тапқандур),
10 немә ишларниң Рәбни хурсән қилидиғанлиғини үгинип испатлаңлар.
11 Қараңғулуқтики мевисиз ишлар билән четилип қалмаңлар; әксичә, уларни ечип әйипләңлар;
12 чүнки уларниң йошурунчә ишлигәнлирини һәтта тилға елишму номус иштур.
13 Амма йоруқлуқ билән әйипләп ашкариланған һәр қандақ нәрсә очуқ көрүниду; йоруқлуқ ашкарилиған һәммә нәрсә йоруқлуққа айлиниду.
14 Шуниң үчүн У мундақ дәйду: —
«Ойған, әй уйқичи!
Тирил өлүкләр арисидин!
Вә Мәсиһ сени парлап йоритиду».
15 Шуниң үчүн силәрниң меңиватқан йолуңларға еһтият билән диққәт қилиңлар; йолуңлар наданларниңкидәк әмәс, даналарниңкидәк болсун;
16 вақит-пурсәтни ғәниймәт билип тутувелиңлар; чүнки мошу дәвир рәзилдур.
17 Бу сәвәптин надан болмаңлар, бәлки Рәбниң ирадисиниң немә екәнлигини чүшәнгүчи болуңлар;
18 Һарақ-шарап ичип мәс болмаңлар; шундақ қилиқ адәмни шаллақлаштуриду; буниң орниға Роһқа толдурулғучи болуңлар,
19 бир-бириңларға зәбур-нәғмиләр, мәдһийә күйлири вә роһий нахшилар ейтишип, қәлбиңларда нахша-нәғмиләр яңритип Рәбни мәдһийиләңлар;
20 һәрдайим һәммә ишлар үчүн Рәб Әйса Мәсиһниң намида Худа һәм Ата Болғучиға тәшәккүр-рәхмәт ейтиңлар,
21 Мәсиһтин әйминип, бир-бириңларға бойсунуңлар.
22 Силәр аяллар, Рәбкә бойсунғандәк өз әрлириңләргә бойсунуңлар;
23 чүнки Мәсиһ җамаәтниң беши болғандәк, әр аялниң бешидур; Мәсиһ йәнә тәнгә қутқузғучидур.
24 Әндиликтә җамаәт Мәсиһкә бойсуғандәк, аяллар әрлиригә һәммә ишта бойсунсун.
25 Әрләр аяллириңларни сөйүңләр, худди Мәсиһниңму җамаәтни сөйүп, униң үчүн Өзини пида қилғинидәк сөйүңлар;
26 Мәсиһниң җамаәт үчүн шундақ қилиши җамаәтни муқәддәс қилип, «дасниң сүйи» болған сөз-калам билән жуюп пакландуруш үчүндур,
27 шуниңдәк җамаәтни шәрәплик һалда Өзигә һазир қилип, уни һеч дағ, қоруқ яки буларға охшаш һәр қандақ нәрсиләрдин халий қилип, толуқ муқәддәс вә әйипсиз қилиштин ибарәттур.
28 Шуниңға охшаш, әрләр өз аяллирини өз тенини сөйгәндәк сөйүши керәктур; өз аялини сөйгән киши өзини сөйгән билән баравәр.
29 Чүнки һеч ким әсла өзиниң етидин нәпрәтләнгән әмәс, әксичә уни озуқландуриду һәм асрайду; бу худди Мәсиһниң җамаәтни озуқландуридиғиниға һәм уни асрайдиғиниға охшайду.
30 Чүнки биз Униң тениниң әзалиридурмиз: —
31 «Шу сәвәптин әр ата-анисиниң йенидин айрлип, өз аялиға бағлиниду; иккиси бир тән болиду».
32 Бу сир интайин чоңқурдур; амма мән һазир Мәсиһ вә җамаәт тоғрилиқ сөзләватимән.
33 Амма силәрму һәр бириңлар өз аялиңларни өзүңларни сөйгәндәк сөйүңлар; аял болса, еридин әйминип, уни һөрмәтлисун.