2
1 Вә силәр болсаңлар, қәбиһликлириңлар һәм гуналириңларда өлгән болуп,
2 бу дунияниң дәвригә әгишип, һаваниң һоқуқини тутқан һөкүмдарға, йәни бүгүнки күндә итаәтсизликтин болған пәрзәнтләрни қутритиватқан роһқа әгишип, бу ишларда илгири маңғансиләр;
3 биз һәр биримизму илгири шуларниң арисида әтлиримиздики шәһвәт-һәвәсләрдә һаят өткүзгәнмиз, әтлиримиз һәм өз ой-хиялимизниң хаһишлириға әмәл қилип, башқиларға охшаш, маһийәттә «ғәзәптики пәрзәнтләр» болғанмиз;
4 бирақ Худа, мол рәһим-шәпқәтни көрсәткүчи болуп, бизни сөйгәндә бизгә көрсәткән аләмбәхш меһир-муһәббити түпәйлидин, —
5 һәтта итаәтсизликләрдә өлгән вақтимиздиму, бизгә Мәсиһ билән биллә җан киргүзүп (меһри-шәпқәт билән қутқузулдуңлар!),
6 бизни Униң билән биллә тирилдүрүп, әршләрдә Мәсиһ Әйса билән биллә олтарғузған;
7 мәхсити кәлгүси заманларда Униң Мәсиһ Әйсада бизгә қаритилған меһриванлиғи билән ипадиләнгән шапаитиниң шунчә ғайәт зор екәнлигини көситиштин ибарәттур;
8 чүнки силәр шәпқәт биләнла ишәш арқилиқ қутқузулдуңлар. Бу иш өзүңлардин кәлгән иш әмәс, бәлки Худадин кәлгән илтипат,
9 у задила адәмләрниң әмәл-әҗридин кәлмәйду, бу һәм һеч кимниң махтанмаслиғи үчүндур.
10 Чүнки биз Худаниң ишлигән һүниридурмиз, хәйрхаһ ишлар үчүн Мәсиһ Әйсада яритилғанмиз; Худа әсли бизниң уларда меңишимиз үчүн бу ишларни алдин-ала тәйярлиған еди.
11 Шуңа силәр әслидә әтлириңларға асасән «ят әлләр» дәп һесапланғиниңларни, — инсанниң қоли билән әтлиридә «хәтнә қилинғанлар» дәп аталғанлар тәрипидин «хәтнисиз» дәп аталғанлиғиңларни,
12 шундақла шу чағда Мәсиһсиз болуп, Исраилниң пухралиқиниң сиртида туруп, вәдиләрни елип кәлгүчи әһдиләрни ят билип, бу дунияда үмүтсиз һәм худасиз яшиғиниңларни есиңларда тутуңлар;
13 лекин әсли жирақларда болған силәр һазир Мәсиһниң қени арқилиқ йеқин қилиндиңлар;
14 чүнки У бизниң енақлиғимиздур, У икки тәрәпни бир қилип оттуридики ара тамни чеқивәтти;
15 йәни, Өз әтлири арқилиқ өчмәнликни түгитип, бәлгүлимиләрни көрсәткән, әмирләрни йәткүзгән қанунни бекар қилип, икки тәрәпни Өзидә йеңи бир адәм қилип яратти, шуниң билән енақлиқни апиридә қилди;
16 кресткә миқлинип мошуниң вастиси билән өчмәнликни қәтл қилип, иккисини бир тәндә Худа билән әпләштүрди;
17 андин У келип, жирақларда турған силәргиму енақлиқ хуш хәвирини җакалиди, йеқиндикиләргиму енақлиқни җакалиди.
18 Чүнки һәр иккимизниң Униң арқилиқ бир Роһта Ата алдиға кириш һоқуқимиз бардур.
19 Шуңа шуниңдин башлап силәр мусапирлар, яқа жуттикиләр әмәс, бәлки муқәддәс бәндиләргә вәтәндаш болисиләр, Худаниң өйидикилиридин болисиләр;
20 силәр расуллар вә пәйғәмбәрләр болған һулниң үстигә қурулмақтисиләр; бенаниң «бүҗәк теши» болса Әйса Мәсиһ Өзидур;
21 Униңда пүткүл бена пухта җипсилаштурулуп, Рәбдә муқәддәс бир ибадәтхана болушқа өсүп бармақта.
22 Силәрму қошулуп Униңда Худаниң бир туралғуси болушқа Роһта бирләштүрүлүп қурулмақтисиләр.