8
Йерусалимниң җазалири •••• Муқәддәс ибадәтханида болған бутпәрәсликләр
1 Алтинчи жили, алтинчи айниң бәшинчи күнидә шундақ әмәлгә ашурулдики, мән өз өйүмдә олтарғинимда, Исраилниң ақсақаллириму мениң алдимда олтуғинида, Рәб Пәрвәрдигарниң қоли вуҗудумға чүшти.
2 Мән қаридим, мана, отниң қияпитидә бир затниң көрүнүши туратти; белиниң төвини от турқида туратти; белиниң үсти болса җулалиған йоруқлуқ, қизитилған мис пақириғандәк көрүнүш туратти.
3 У қолниң көрүнүшидәк бир шәкилни созуп, бешимдики бир тутам чачни тутти; Роһ мени асман билән зимин оттурисиға көтирип, Худаниң аламәт көрүнүшлиридә Йерусалимға, йәни ибадәтханиниң шималға қарайдиған ички дәрвазисиниң босуғисиға апарди. Әшу йәр «пак-муқәддәсликкә қаршлашқан мәбуд», йәни Худаниң пак-муқәддәс ғәзивини қозғайдиған мәбуд турған җай еди.
4 Мана, мән түзләңликтә көргән аламәт көрүнүштәк, Исраилниң Худасиниң шан-шәриви шу йәрдә туратти.
5 У маңа: — И инсан оғли, бешиңни көтирип шимал тәрәпкә қарап бақ, деди. Мән бешимни көтирип шимал тәрәпкә қаридим, мана, қурбангаһниң дәрвазисиниң шималий тәрипидә, босуғида шу «пак-муқәддәсликкә қаршилашқан мәбуд» туратти.
6 Вә у маңа: — И инсан оғли, уларниң бундақ қилмишлирини — Исраил җәмәтиниң Мени муқәддәс җайимдин жирақ кәткүзидиған, мошу йәрдә қилған интайин жиркиничлик ишлирини көрдүңсән? Бирақ сән техиму жиркиничлик ишларни көрисән, — деди.
7 Вә У мени ибадәтхана һойлисиниң кириш еғизиға апарди, мән қаридим, мана, тамда бир төшүк туратти.
8 У маңа: — И инсан оғли, тамни колап тәшкин, деди. Мән тамни колап тәштим, мана, бир ишик туратти.
9 У маңа: — Киргин, уларниң мошу йәрдә қилған рәзил жиркиничлик ишлирини көрүп бақ, деди.
10 Мән кирип қаридим, мана, әтрапидики тамларға нәқиш қилинған һәр хил өмилигүчи һәм жиркиничлик һайванларни, Исраил җәмәтиниң һәммә бутлирини көрдүм.
11 Вә буларниң алдида Исраил җәмәтиниң йәтмиш ақсақили туратти. Уларниң оттурисида Шафанниң оғли Җаазания туратти; уларниң һәр бири қолида өз хушбуйденини тутуп туратти; хушбуй қуюқ булуттәк өрләп чиқти.
12 Вә У маңа: — И инсан оғли, Исраил җәмәтидики ақсақалларниң қараңғулуқта, йәни һәр бириниң өз мәбуд нәқиш қилинған һуҗрисида немә қилғанлиғини көрдүңму? Чүнки улар: «Пәрвәрдигар бизни көрмәйду; Пәрвәрдигар зиминни ташлап кәтти» — дәйду, — деди.
13 Вә У маңа: — Бирақ сән уларниң техиму жиркиничлик қилмишлирини көрисән, деди.
14 У мени Пәрвәрдигарниң өйиниң шималий дәрвазисиниң босуғисиға апарди; мана, шу йәрдә «Таммуз үчүн матәм тутуп» жиғлаватқан аяллар олтиратти.
15 Вә У маңа: — И инсан оғли, сән мошуларни көрдуңму? Бирақ сән техиму жиркиничлик ишларни көрисән, — деди.
16 Вә У мени Пәрвәрдигарниң өйиниң ички һойлисиға апарди. Мана, Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиниң кириш йолида, пешайван вә қурбангаһниң оттурисида, жигирмә бәш адәм, Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиға арқисини қилип шәриққә қарап қуяшқа чоқунивататти.
17 Вә У маңа: — И инсан оғли, сән мошуларни көрдуңму? Йәһуда җәмәти өзи мошу йәрдә қилған жиркиничлик қилмишлирини йеник дәп, улар йәнә буниң үстигә зиминни җәбир-зулум билән толдуруп мениң аччиғимни қайта-қайта қозғатса боламду? Вә мана, уларниң йәнә шахни бурниға тутиватқиниға қара!
18 Шуңа Мән қәһр билән уларни бир тәрәп қилимән; Мениң көзүм уларға рәһим қилмайду, ичимниму уларға ағритмаймән; улар қулиқимға жуқури авазда нида қилсиму, уларни аңлимаймән, — деди.