12
Йерусалим аһалисиниң сүргүн болушиниң сүрәтлиниши
1 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 И инсан оғли, сән асий бир җәмәт арисида турисән; уларниң көрүшкә көзи бар амма көрмәйду, аңлашқа қулиқи бар, амма аңлимайду, чүнки улар асий бир җәмәттур.
3 Вә сән, и инсан оғли, сүргүн болғучиниң жүк-тақлирини тәйярлап қойғин; вә күндүздә уларниң көз алдида сүргүн болғучидәк өз җайиңдин башқа җайға барғин. Гәрчә улар асий бир җәмәт болсиму, еһтималлиғи йоқ әмәски, улар чүшинип йетиду.
4 Күндүздә уларниң көз алдида сүргүн болушқа тәйярлиған жүк-тақлардәк жүк-тақлириңни елип чиқ; андин кәч кирәй дегәндә уларниң көз алдида сүргүн болидиған кишиләрдәк җайиңдин чиқип кәткин;
5 тамни колап тешип, жүк-тақлириңни елип чиққин;
6 уларниң көз алдида буни мүрүңгә елип, гугумда көтирип чиқип кәткин; йәрни көрәлмәслигиң үчүн йүзүңни япқин; чүнки Мән сени Исраил җәмәтигә бешарәт қилдим.
7 Вә мән буйрулған бойичә шундақ қилдим; күндүздә мән сүргүн болғучи кишидәк жүк-тақлиримни елип чиқтим; вә кәч киргәндә қолум билән тамни колап тешип, йүл-тақилиримни чиқирип, гүгүмдә уларниң көз алдида мүрәмгә елип көтирип маңдим.
8 Әтигәндә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилиди: —
9 «И инсан оғли, Исраил җәмәти, йәни асий бир җәмәт, сәндин: «Бу немә қилғиниң» дәп сориған әмәсму?
10 Уларға: «Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Бу жүкләнгән вәһий Йерусалимдики шаһзадә һәм шу йәрдики барлиқ Исраил җәмәтидикиләр тоғрилиқтур» — дегин.
11 Уларға: «Мән силәр үчүн бешарәт. Мән қандақ қилған болсам, әнди уларғиму шундақ ишлар қилдурулиду; улар әсир болуп сүргүн болиду» — дегин.
12 Улар арисидики шаһзадә өз жүк-тақлирини гугумдә мүрисидә көтирип чиқиду; улар тамни колап тешип төшүктин нәрсилирини чиқириду; у өз йүзини йепип зиминни көрәлмәйдиған болиду.
13 Шуниң билән Өз торумни униң үстигә яйимән, у Мениң қилтиғимда тутулиду; Мән уни Калдийләрниң зимини болған Бабилға апиримән, бирақ у у йәрни өз көзи билән көрмәйду; у шу йәрдә өлиду.
14 Униңға ярдәмләшкән өп-чөрисидикиләрниң һәммисини һәм барлиқ қошунлирини Мән барлиқ шамалға тарқитиветимән; Мән қилични ғилаптин суғуруп уларни қоғлаймән.
15 Мән уларни әлләр арисиға тарқитивәткинимдә, мәмликәтләр ичигә таратқинимда улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду.
16 Бирақ уларниң ичидики аз бир қисмини, қилич, ачарчилиқ һәм ваба кесилидин халас қилимән; мәхситим шуки, уларға өзлири баридиған әлләрдә өзлиригә жиркиничлик қилмишлирини етирап қилдуруштин ибарәт; шуниң билән улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду».
17 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
18 «Инсан оғли, өз нениңни титригән һалда йегин, сүйүңни дир-дир қилип әнсиригән һалда ичкин;
19 һәм шу зиминдики кишиләргә мундақ дәп ейтқин: «Рәб Пәрвәрдигар Йерусалимдикиләр вә Исраил зиминидә туруватқанлар тоғрилиқ мундақ дәйду: «Улар өз ненини әнсирәш ичидә йәйду, сүйини дәккә-дүккидә ичиду; чүнки зиминдә туруватқанларниң җәбир-зулуми түпәйлидин, у йәр һәммиси йәксан қилиниду.
20 Аһалилик шәһәрләр харабә болуп, зимин вәйранә болиду; шуниң билән силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр».
21 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
22 «И инсан оғли, Исраил зиминидә: «Күнләр узартилиду, һәр бир аламәт көрүнүш бекарға кетиду» дегән мақални ейтқини немиси?
23 Әнди уларға: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән бу мақални йоқ қилимән; Исраилда бу мақал иккинчи ишлитилмәйду; сән әксичә уларға: «Күнләр йеқинлашти, һәр бир аламәт көрүнүшниң әмәлгә ашурулушиму йеқинлашти» — дегин.
24 Чүнки Исраил җәмәтидә ялған «аламәт көрүнүш» яки адәмни учурудиған палчилиқлар қайта болмайду.
25 Чүнки Мән Пәрвәрдигардурмән; Мән сөз қилимән, һәм қилған сөзүм чоқум әмәлгә ашурулиду, йәнә кечиктүрүлмәйду. Чүнки силәрниң күнлириңларда, и асий җәмәт, Мән сөз қилимән һәм уни әмәлгә ашуримән» — дәйду Рәб Пәрвәрдигар».
26 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
27 «И инсан оғли, мана, Исраил җәмәтидикиләр сениң тоғрилиқ: «У көргән аламәт көрүнүшләр узун күнләрдин кейинки вақитларни көрситиду, у бизгә жирақ кәлгүси тоғрилиқ бешарәт бериду» — дәйду.
28 Шуңа уларға: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мениң сөзлиримдин һеч қайсиси йәнә кечиктүрүлмәйду, бәлки қилған сөзүм әмәлгә ашурулиду, дәйду Рәб Пәрвәрдигар» — дегин».