4
Җәбир-зулумға қараш
Андин мән қайтидин зеһнимни жиғип қуяш астида дайим болуватқан барлиқ зорлуқ-зумбулуқни көрдүм; мана, езилгәнләрниң көз яшлири! Уларға һеч тәсәлли бәргүчи йоқ еди; уларни әзгәнләрниң күчлүк йөләнчүки бар еди, бирақ езилгәнләргә һеч тәсәлли бәргүчи йоқ еди. Шуңа мән аллиқачан өлүп кәткән өлгүчиләрни техи һаят болған тирикләрдин үстүн дәп тәриплидим; шундақла бу икки хил кишиләрдин бәхитлиги техи апиридә болмиған кишидур; чүнки у қуяш астида қилинған яманлиқларни һеч көрүп бақмиған.
 
Рәқипликниң бимәнилиги
Андин мән барлиқ әҗир вә барлиқ хизмәтниң утуқлиридин шуни көрүп йәттимки, у инсанниң йеқинини көрәлмәслигидин болиду. Буму бимәнилик вә Шамални қоғлиғандәк иштур.
Ахмақ қол қоштуруп, өз гөшини йәйду.
Җапа чекип шамални қоғлап очумини тошқузимән дегәндин, чаңгилини тошқузуп хатирҗәмликтә болуш әладур.
 
Ачкөзлүкниң түрткисидә ишләш
Мән йәнә зеһнимни жиғип, қуяш астидики бир бимәниликни көрдум; бириси ялғуз, тикәндәк болсиму, шундақла нә оғли нә ака-укиси болмисиму — бирақ униң җапасиниң ахири болмайду, униң көзи байлиқларға тоймайду. У: «Мән бундақ җапалиқ ишләп, җенимдин зади кимгә яхшилиқ қалдуримән?» — дегәнни соримайду. Буму бимәнилик вә еғир җападин ибарәттур.
 
Һәмраһлиқ
Икки бирдин яхшидур; чүнки икки болса әмгигидин яхши инъам алиду. 10 Жиқилип кәтсә, бириси һәмраһини йөләп көтириду; бирақ ялғуз һаләттә жиқилип кәтсә, йөлигидәк башқа бириси йоқ болса, бу кишиниң һалиға вай!
11 Йәнә, иккиси биллә ятса, бир-бирини иллитиду; лекин бириси ялғуз ятса қандақ иллитилсун? 12 Йәнә, бирәв ялғуз бир адәмни йеңивалған болса, иккиси униңға тақабил туралайду; шуниңдәк үч қат арғамча асан үзүлмәс.
 
Инавәтниң беһудилиги
13 Кәмбәғәл амма ақил жигит йәнә несиһәтниң әтиварини қилмайдиған қери ахмақ падишадин яхшидур; 14 Чүнки гәрчә у бу падишаниң падишалиғида кәмбәғәл болуп туғулған болсиму, у зиндандин тәхткә олтиришқа чиқти.
15 Мән қуяш астидики барлиқ тирикләрниң әшу иккинчини, йәни падишаниң орнини басқучини, шу жигитни қоллайдиғанлиғини көрдум. 16 Барлиқ хәлиқ, йәни уларниң алдида турған барлиқ пухралар санақсиз болсиму, бирақ улардин кейинкиләр жигиттинму рази болмайду; буму бимәнилик вә шамални қоғлиғандәк иштур.
Несиһәт — башқиларға ихласмән көрүнүшкә тиришиштин һези бол
17 Худаниң өйигә барғанда, авайлап жүргин; ахмақларчә қурбанлиқларни сунуш үчүн әмәс, бәлки аңлап бойсунуш үчүн йеқинлашқин; чүнки ахмақлар рәзиллик қиливатқини билмәйду.
 
 
4:1 «Уларни әзгәнләрниң күчлүк йөләнчүки бар еди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Уларни әзгүчиләр тәрәптә күч бар еди». 4:5 Пәнд. 6:10; 24:33 4:6 «Җапа чекип Шамални қоғлап очумини тошқузимән дегәндин, чаңгилини тошқузуп хатирҗәмликтә болуш әладур» — 4-айәттә мәнпәәт-аброй издәшниң бимәнилиги көрситилиду; 5-айәттә «Һеч немә қилмаймән, пайдиси йоқ» дегән һорунлуқ позитсийини әйипләйду: 6-айәттә бу икки йолниң оттуридики дурус йолни көрситилиду. 4:8 «Бириси ялғуз, тикәндәк болсиму, ...» — ибраний тилида «Бириси ялғуз, иккинчиси (иккинчи адәм) йоқ болған һалда болсиму,...». «У: «Мән бундақ җапалиқ ишләп, җенимдин зади кимгә яхшилиқ қалдуримән?» — дегәнни соримайду» — бәзи башқа тәрҗимиләрдә: «У: «Мән зади ким үчүн җапалиқ ишләп, өз җенимдин яхшилиқни қалдуримән?» — дәп өкүниду» дәп оқулиду. 4:14 «Гәрчә у бу падишаниң падишалиғида кәмбәғәл болуп туғулған болсиму,...» — бу айәтниң қайси гәвдилик әһвални көрсәткәнлиги һазир бизгә ениқ әмәс. 4:16 «...йәни уларниң алдида турған барлиқ пухралар» — «улар» дегән ким? Бәлким биринчи «қери» падиша вә униңдин кейин тәхткә олтарған жигитни көрситиши мүмкин. «барлиқ пухралар санақсиз болсиму, бирақ улардин кейинкиләр жигиттинму рази болмайду» — Сулайман мәлум бир мисал тоғрилиқ сөзләватиду. Бу «қери падиша» Саул падишаға, «яш жигит» Давут падишаға охшитилиду; бирақ дәл уларниң өзини көрсәтмәйду (Давут зинданда ятмиған). Гәпниң поскаллиси шуки, жутниң пикри таянчисиздур; иккинчи падиша пәқәт бир мәзгилла қарши елинди, бирақ хәлиқ тезла униңдин йүз өрүп, униң төһписини унтуп, уни қоллимиди. Бу бир бимәнилик! 4:17 «...ахмақларчә қурбанлиқларни сунуш үчүн әмәс, бәлки аңлап бойсунуш үчүн йеқинлашқин» — бу несиһәтниң мәнаси қурбанлиқлар яхши әмәс, дегәнлик әмәс, әлвәттә; пәқәт қурбанлиқни ахмақларчә, бемәна сунмаслиқ керәк, дегәнликтур.