12
Қиямәт күни
1 — «У чағда, қериндашлириңни «қоғдиғучи улуқ әмир» Микаил мәйданға чиқиду. Бир азаплиқ мәзгил болиду; жут-дөләт барлиққа кәлгәндин буян, шундақ чоң балаю-апәтлик мәзгил болуп бақмиған. Бирақ шу чағда хәлқиң қутқузулиду; уларниң ичидики нами һаятлиқ дәптиригә пүтүлгәнләрниң һәммиси ниҗатлиққа еришиду.
2 Тупрақта ятқан өлүкләрдин нурғунлири тирилиду. Улар мәңгүлүк һаяттин бәһримән болиду; қалғанлири номуста һәм мәңгүлүк рәсвачилиққа тирилиду.
3 Ақиллар асмандики гүмбүздәк парлақ җулалиниду; нурғун кишиләрни һәққанийлиқ йолиға башлап киргәнләр юлтузларға охшаш әбәдил-әбәт парлап туриду».
4 У маңа йәнә:
— И Даниял, сән әнди бу сөзләрни тохтат; мәзкур китапниң таки дунияниң ахирқи күнлиригичә шу пети туруши үчүн уни пичәтләп мөһүрливәткин. Нурғун кишиләр уян-буян жүриду вә билим ашиду, — деди.
5 Мәнки Даниял көрдүмки, мана икки зат, бири дәрияниң бу тәрипидә, йәнә бири дәрияниң у тәрипидә турупту.
6 Улардин бири дәрия сүйи үстидә турған ақ канап кийим кийгән заттин:
— Бу карамәт ишлар түгигичә қанчилик вақит кетиду? — дәп сориди.
7 У дәрия сүйи үстидә турған, канап кийим кийгән зат оң вә сол қолини асманға қаритип көтирип, Мәңгү Һаят Болғучиниң нами билән қәсәм қилип:
— Бир вақит, икки вақит, қошумчә йерим вақит кетиду. Худаниң муқәддәс хәлқини парчилиғучи хорлуқ ахирлашқанда, бу ишлар түгәйду, — деди.
8 Униң сөзини аңлиған болсамму, мәнасини чүшәнмидим. Шуңа мән:
— Тәхсир, бу ишларниң ақивити қандақ болиду? — дәп соридим.
9 У маңа мундақ деди:
— «Әй Даниял, йолуңға маң, чүнки бу сөзләр ахир заманғичә мәхпий тутулуп йепиқлиқ туриду.
10 Нурғун кишиләр тазилиниду, паклиниду вә тавлиниду. Рәзилләр болса, давамлиқ рәзиллик қиливериду; улардин һеч ким буни чүшинәлмәйду, бирақ ақиллар чүшиниду.
11 Күндилик қурбанлиқ сунушни әмәлдин қалдурған күндин тартип, йәни «вәйран қилғучи жиркиничлик номуссизлиқ» қоюлған вақиттин башлап, бир миң икки йүз тохсән күн өтиду.
12 Ахирғичә садиқ болуп, бир миң үч йүз оттуз бәш күнни күтүп өткүзгәнләр немидегән бәхитлик-һә!
13 Амма сән болсаң, ахирғичә йолуңда меңивәргин. Сән арам таписән, вә күнләрниң ахирида несивәңгә муйәссәр болушқа қайта тирилисән».