Даниял
1
Даниял вә униң достлири •••• Даниял Небоқаднәсарниң ордисида
1 Йәһуда падишаси Йәһояким тәхткә олтирип үчинчи жили, Бабил падишаси Небоқаднәсар Йерусалимға һуҗум қилип уни муһасирә қиливалди.
2 Рәб Йәһуданиң падишаси Йәһуякимни, шундақла Худаниң өйидики қача-қучиларниң бир қисмини униң қолиға тапшуруп бәрди. У әсирләрни Шинар зиминиға, өзи чоқунидиған мәбудниң бутханисиға елип барди вә булап кәлгән қача-қучиларни бутханиниң ғәзнисигә қойди.
3 Падиша Небоқаднәсар баш ағват ғоҗидари Ашпиназға әсиргә чүшкән Исраиллар ичидин хан җәмәтидикиләрдин вә есилзадә жигитләрдин бир нәччидин таллап елип чиқишни буйруди.
4 Бу яшлар нуқсансиз, келишкән, данишмән-уқумушлуқ, мол билимлик, мутәпәккур, орда хизмитидә болушқа лаяқәтлик, йәнә келип калдийләрниң илим-пәнлирини һәм тилини үгинәләйдиған болуши керәк еди.
5 Падиша улар тоғрисида улар үч жилғичә һәр күни падиша йәйдиған назу-немәтләр вә шараплар билән озуқландурулсун, муддәт тошқанда падишаниң алдида хизмәттә болсун дәп бекитти.
6 Талланған Йәһуда қәбилисидики яшлардин Даниял, Һанания, Мишаел вә Азариялар бар еди.
7 Ағват беши уларға йеңи исимлар, йәни Даниялға Бәлтәшасар, Һананияға Шадрак, Мишаелға Мишак, Азарияға Әбәднего дегән исимларни қойди.
8 Даниял падиша бәлгүлигән назу-немәтләр вә шаһанә шараплири билән өзини Худа алдида напак қилмаслиққа бәл бағлиди; шуңа у ағват бешидин өзиниң напак қилинмаслиғиға йол қоюшини илтимас қилди.
9 Әнди Худа ағват бешини Даниялға илтипат вә шапаәт көрситидиған қилған еди.
10 Лекин ағват беши Даниялға:
— Мән өз ғоҗам падишадин қорқимән. Силәрниң йемәк-ичмикиңларни у өзи бәлгүлигән; у әгәр силәрни башқа қурдаш жигитләрдәк сағлам чирай әмәс екән дәп қариса, ундақта силәр падишаға мениң калламни алдурғучи болисиләр, — деди.
11 Шуниң билән Даниял келип ағват беши өзигә вә Һанания, Мишаел вә Азарияларға тайинлиған ғоҗидардин тәләп қилип:
12 — Кәминилирини умач, көктат вә су биләнла беқип он күнлүк синақ қилсила.
13 Андин бизниң чирайимиз билән падишаниң есил тамиғини йегән жигитләрниң чирайини селиштуруп бақсила, андин күзитишлири бойичә кәминилиригә иш көргәйла! — деди.
14 Ғоҗидар уларниң гепигә кирип, уларни он күн синап көрүшкә мақул болди.
15 Он күндин кейин қариса, уларниң чирайлири падишаниң назу-немәтлирини йегән жигитләрниңкидинму нурлуқ вә толған көрүнди.
16 Шуниңдин кейин ғоҗидар уларға падиша бәлгүлигән назу-немәтләрни вә ичишкә бәлгүлигән шарапни бәрмәй, уларниң орнида умач, көктатларни беришкә башлиди.
17 Бу төрт жигитни болса, Худа уларни һәр хил әдәбият вә илим-мәрипәттә данишмән вә уқумушлуқ қилди. Даниялму барлиқ ғайипанә аламәтләр билән чүшләргә тәбир беришкә парасәтлик болди.
18 Падиша бәлгүлигән муддәт тошқинида, ағват беши жигитләрниң һәммисини Небоқаднәсарниң алдиға елип барди.
19 Падиша улар билән бир-бирләп сөзләшти; яш жигитләрниң һеч қайсиси Даниял, Һанания, Мишаел вә Азарияларға йәтмиди. Шуңа бу төртәйлән падишаниң хизмитидә қалди.
20 Падишаға даналиқ-һекмәт керәк болғанда яки йорутуш керәк болған һәр қандақ мәсилигә җавап издигәндә, уларниң җавави униң сәлтәнитидики барлиқ рәмчи-палчи яки пир-устазлириниңкидин он һәссә тоғра чиқатти.
21 Даниял Парс падишаси Қорәш тәхткә олтарған биринчи жилғичә ордида давамлиқ турди.