4
Силәр ғоҗайинлар, қуллилириңларға адил вә тоғра муамилә қилиңлар; чүнки әрштә өз ғоҗайиниңларниң барлиғини билисиләр.
Дуа-тилавәткә һәр қандақ вақитта берилиңлар, буниңда рәхмәтләр ейтишип һошияр туруңлар; шуниң билән биз үчүнму дуа қилғайсиләрки, Худа бизгә Мәсиһниң сирини җакалаш үчүн Өз сөзигә ишик ачсун; мән дәл сир үчүн зәнҗирләр билән бағланғанмән; шуңа қилишқа тегишлигим бойичә, сирни ашкарилишимға дуа қилиңлар.
Сирттикиләргә нисбәтән даналиқ билән меңиңлар, пурсәтләр чиққанда көңүл қоюп қолдин бәрмәңлар.   Силәрниң гәп-сөзлириңлар һәрдайим меһри-шәпқәт билән болсун, туз билән тетитилсун; шуниң билән силәр һәр бир адәмгә қандақ җавап беришни билисиләр.  
 
Сөйүмлүк қериндаш һәм Рәбдә садиқ хизмәткар, ишдишимиз болған Тикикус силәргә мән тоғрилиқ һәммә ишларни мәлум қилиду.   Мән уни дәл мошу иш үчүн йениңларға әвәтишим, силәрниң әһвалиңларни биливелиши вә шундақла көңлүңларға илһам-риғбәт бериши үчүндур. Мән өзи силәрдин болған, садиқ вә сөйүмлүк қериндишимиз Онесимусни униң билән әвәттим; улар силәргә мошу йәрдики барлиқ ишларни мәлум қилиду.
10 Түрмидишим болған Аристархус силәргә салам йоллайду; Барнабасниң нәври иниси Маркусму шундақ (силәр униң тоғрилиқ тапшуруқларни тапшурувалдиңлар; у йениңларға кәлсә, уни қобул қилиңлар); 11 Юстус дәп аталған Йәшуаму салам йоллайду. Худаниң падишалиғи үчүн маңа хизмәтдаш болған сүннәт қилинғанлардин пәқәт мошулар бардур; улар маңа тәсәлли болған.
12 Силәрдин болған, Мәсиһ Әйсаниң қули Әпафрас силәргә салам йоллайду; у силәрниң Худаниң пүткүл ирадисидә мукәммәл, камаләткә йетип чиң турушуңлар үчүн һәрдайим силәр үчүн дуаларда күрәш қилиду. 13 Чүнки мән униңға гувачимәнки, у силәр үчүн, Лаодикиадикиләр үчүн вә Хейраполистикиләр үчүнму көп җапа тартиду.
14 Сөйүмлүк тевип болған Луқадин силәргә салам, Демастинму шундақ.
15 Лаодикиадики қериндашларға биздин салам, Нимфаға һәм униң өйидә жиғилидиған җамаәткиму салам ейтиңлар.
16 Бу хәт араңларда оқулғандин кейин, силәр уни Лаодикийидики җамаәттиму оқутуңлар, вә Лаодикийәдикиләргә язған хәтни силәрму оқуңлар; 17 вә Аркиппусқа: «Сән Рәбдә тапшурувалған хизмитиңгә, толуқ әмәл қилишиң үчүн көңүл қойғин» — дәңлар.
18 Мәнки Павлустин өз қолум билән язған салам. Мениң кишәнлинип қамап қоюлғанлиғимни әсләңлар. Силәргә меһри-шәпқәт болғай!  
4:1 Әф. 6:9. 4:2 Луқа 18:1; Рим. 12:12; Әф. 6:18; 1Тес. 5:17. 4:3 Әф. 6:19; 2Тес. 3:1. 4:5 «Сирттикиләргә нисбәтән даналиқ билән меңиңлар» — «сирттикиләр» — Худаниң падишалиғиниң сиртида турғанлар, техи етиқат қилмиғанларни көрситиду, әлвәттә. «пурсәтләр чиққанда көңүл қоюп қолдин бәрмәңлар» — «пурсәтләр» болса «сирттикиләр»гә яхшилиқ көрситиш, Худаниң сөзини ейтиш, Мәсиһгә гувалиқ бериш қатарлиқ пурсәтләр. 4:5 Әф. 5:15, 16. 4:6 «Силәрниң гәп-сөзлириңлар һәрдайим меһри-шәпқәт билән болсун, туз билән тетитилсун; шуниң билән силәр һәр бир адәмгә қандақ җавап беришни билисиләр» — «туз билән тетитилсун» дегән җекиләш тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз. 4:6 Мар. 9:50. 4:7 «сөйүмлүк қериндаш һәм Рәбдә садиқ хизмәткар, ишдишимиз болған Тикикус» — «ишдаш» грек тилида «(Худаниң) қуллуғидики ишдаш» дегән уқумни билдүриду. 4:7 Рос. 20:4; Әф. 6:21; 2Тим. 4:12. 4:9 Флм. 10. 4:10 Рос. 15:37; 27:2; 2Тим. 4:11. 4:11 «Худаниң падишалиғи үчүн маңа хизмәтдаш болған сүннәт қилинғанлардин пәқәт мошулар бардур; улар маңа тәсәлли болған» — «сүннәт қилинғанлар» — Йәһудийлар. Демас вә Луқа (14-айәттә) «ят әлләр»дин еди. 4:12 Кол. 1:7; Флм. 23. 4:13 «...у силәр үчүн, Лаодикиадикиләр үчүн вә Хейраполистикиләр үчүнму көп җапа тартиду» — бу «җапа тартиш» болса дуалирида. Тексттики башқа бир кона көчүрмидә: «.. униң силәр үчүн, Лаодикиадикиләр үчүн вә Хираполистикиләр үчүнму көп қизғинлиғи бардур» дейилиду. 4:14 2Тим. 4:10,11 4:15 «Нимфаға һәм униң өйидә жиғилидиған җамаәткиму салам ейтиңлар» — Нимфа бир аялниң исми еди. Тексттики бәзи кона көчүрмиләрдә: «Нимфас» (әрниң исми) дейилиду. 4:16 «Бу хәт араңларда оқулғандин кейин, силәр уни Лаодикийидики җамаәттиму оқутуңлар, вә Лаодикийәдикиләргә язған хәтни силәрму оқуңлар» — мүмкинчилиги барки, «Лаодикийәдикиләргә язған хәт» әсли Павлусниң «Әфәсуслуқларға» язған хетидур. «Әфәсуслуқларға»дики «кириш сөз»имизни көрүң. 4:18 «Мәнки Павлустин өз қолум билән язған салам» — демәк, хәтниң башқа йәрлири катиплиқ қилған қериндишиниң қолида йезилған. Павлусниң көзлири аҗиз болуши мүмкин («2Кор.» 12:6-10, «Гал.» 4:15). «Мениң кишәнлинип қамап қоюлғанлиғимни әсләңлар» — демәк, дуа-тилавәтлириңларда әсләңлар. 4:18 2Тес. 3:17; Ибр. 13:3.