9
Совни тәйярлаш — сехий болушқа үндәш
1 Чүнки муқәддәс бәндиләрниң бу ярдәм хизмити тоғрилиқ силәргә йәнә йезишимниң һаҗити йоқ.
2 Чүнки мән силәрниң бу ишқа қаттиқ бәл бағлиғиниңларни билимән; мән бу тоғрилиқ: Ахаядикиләр өткән жилдин бери хәйр-сәдиқә беришкә тәйяр туруватиду, дәп Македонийәдики қериндашларға пәхирлинип махтап кәлмәктимән, шуниң билән силәрниң қизғинлиғиңлар уларниң көпинчисиниң хәйр-сәдиқә беришигә түрткә болди.
3 Лекин қериндашларни әвәтиштики мәхситим силәрниң тоғраңларда пәхирлинип махтишимниң бу ишларда беһудә иш болуп қалмаслиғи, силәрниң дегинимдәк тәйяр болуп турушуңлар үчүндур.
4 Мабада Македонийәдикиләр мән билән биллә барғинида, силәр тәйярлиқсиз болсаңлар, бу ишәшимиз вәҗидин биз хиҗаләткә қалдурулимиз, силәр сөзсиз шундақ болисиләр.
5 Шу сәвәптин мән қериндашлардин йениңларға берип силәрдин бу вәдә қилған хәйрлик ишни алдин-ала тәйярлап пүттүрүшини өтүнүшни зөрүр дәп һесаплидим; шундақла бу силәрдин бирәр нәрсә үндүривелиш болмисун, бәлки меһриванлиғиңлардин болсун.
6 Амма буни әсләңлар: Бехиллиқ билән аз териған аз алиду, очуқ қоллуқ билән териғини мол алиду.
7 Һәр адәм һеч қийнилип қалмай яки мәҗбурән әмәс, бәлки өз көңлидә пүккиничә бәрсун; чүнки Худа хошаллиқ билән бәргүчини яхши көриду.
8 Амма Худа һәр бир илтипат-шапаәтни силәргә ешип таштурушқа қадирдур; шуниң билән силәр һәрдайим һәртәрәптә һәр еһтияҗқа тәйяр қувәтлинисиләр, кәңричиликтә туруп қоллириңлар һәр хил гөзәл ишқа йетиду.
9 Муқәддәс язмиларда пүтүлгинидәк: —
«У өзиниңкини тарқатқан,
У йоқсулларға сәдиқә бәргән;
Униң һәққанийлиғи мәңгүгә туриду».
10 Әнди териғучиға териғили уруқ, йегили нан ата қилғучи силәрниң терийдиған уруқлириңларни тәминләп мол қилиду, һәққанийлиғиңларниң һосул-мевилирини көпәйтиду.
11 Шуниң билән силәр һәр қандақ әһвалда қоли очуқ болушқа һәр тәрәптә бейитилисиләр, шуниңдәк бу иш биз арқилиқ Худаға көп тәшәккүрләрни елип бариду;
12 чүнки бу хәйрлик хизмәтни ада қилиш пәқәт муқәддәс бәндиләрниң һаҗәтлирини қандурупла қалмай, көп кишиләрниң Худаға йәткүзгән тәшәккүрлирини ешип таштуриду.
13 Бу ярдәм хизмити өзлириңларниң Мәсиһниң хуш хәвирини етирап қилишиңлардики мевә болған итаәтмәнлигиңларға дәлил-испат болиду, шундақла силәрниң мошу һаҗәтмән бәндиләргә, шундақла барлиқ адәмләргә көрсәткән очуқ қоллуқ сехийлиғиңлардин улар Худани улуқлайду.
14 Вә Худаниң силәрдә ташқинлатқан әҗайип меһри-шәпқити түпәйлидин, улар силәр үчүн дуа-тилавәт қилғинида, улар силәргә тәлпүнүп қаттиқ сеғинип әсләйду.
15 Униң тил билән ипадилигүсиз әҗайип соғиси үчүн Худаға тәшәккүр болғай!