6
Худаниң җапа-мушәққәт тартқучи әлчилири болуш
1 Әнди Худаниң һәмкарлири сүпитидә силәрдин Униң меһри-шәпқитини қобул қилип туруп уни бекарға кәткүзмәңлар дәп өтүнимиз
2 (чүнки у: «Шапаәт көрситилидиған бир пәйттә дуайиңни иҗабәт қилишни бекиткәнмән, ниҗат-қутулуш йәткүзүлидиған бир күнидә Мән саңа ярдәмдә болушумни бекиткәнмән» — деди. Мана, һазир болса «шапаәт көрситилидиған яхши пәйт»; мана, һазир «ниҗат-қутулуш күни»дур!).
3 Рәбниң хизмитигә дағ кәлтүрүлмисун дәп һеч қандақ ишта һеч кимниң иманиға тосалғулуқ қилмаймиз;
4 бәлки һәр бир ишта өзимизни Худаниң хизмәткарлири сүпитидә нәмунә қилип жүримиз; зор чидамлиқ билән, җәбир-зулумларда, җапа-мушәққәтләрдә, бесим-қистақларда,
5 камча ярилирида, зинданларда, қозғилаң-топилаңлар ичидә, еғир меһнәтләрдә, түнәшләрдә, роза тутушларда,
6 паклиқ билән, билимләр билән, сәвир-тақәтлик билән, меһриванлиқлар билән, Муқәддәс Роһ билән, сахтилиқсиз меһир-муһәббәт билән,
7 һәқиқәтниң сөз-калами билән, Худаниң күч-қудрити билән, һәққанийлиқниң оң-сол қоллардики қураллири билән,
8 һәм иззәт-шөһрәттә һәм һақарәт ичидә, төһмәт һәм тәриплинишләр ичидә өзимизни Худаниң хизмәкарлири сүпитидә намайән қилдуқ; ялғанчилар дәп қаралған болсақму сәмимий-садиқ болуп,
9 намсиз болдуқ-ю, амма мәшһормиз; өләй дәп қалдуқ-ю, амма мана, һаяттурмиз; тәрбийидә җазаландуқ-ю, амма өлүмгә мәһкүм қилинмидуқ;
10 дәрд-әләм тарттуқ-ю, амма дайим шат-хурамлиқта туримиз; намрат болғинимиз билән, амма көп адәмләрни бай қилғучимиз; һеч немимиз йоқ болғини билән, амма һәммигә егидармиз.
11 Силәргә очуқ-йоруқ сөзлидуқ, әй Коринтлиқлар, бизниң бағримиз силәргә кәң ечилди!
12 Силәр биз тәрәптин қисилған әмәс, лекин өз ич-бағриңларниң тарлиғидин қисилисиләр;
13 әнди адил алмаштурушта болуп — (өз пәрзәнтлиримгә сөзлигәндәк сөзләймән) — бағриңларни бизгиму кәң ечиңлар.
Қараңғулуққа һәмраһ болмаңлар
14 Етиқатсизлар билән бир боюнтуруққа четилип тәңсизликтә болмаңлар; чүнки һәққанийлиқ вә қәбиһлик оттурисида қандақму ортақлиқ болсун? Йоруқлуқниң қараңғулуқ билән қандақ һәмраһлиғи болсун?
15 Мәсиһниң Белиал билән немә енақлиғи болсун? Ишәнгүчиниң ишәнмигүчи билән қандақ ортақ несивиси болсун?
16 Худаниң ибадәтханисиниң бутлар билән қандақ бирлиги болсун? Чүнки силәр тирик Худаниң ибадәтханисидурсиләр — Худаниң: «Мән уларда туримән, уларниң арисида жүримән; уларниң Худаси болимән вә улар Мениң хәлқим болиду» дегинидәк силәр Униң ибадәтханисидурсиләр;
17 Шуниң үчүн «Уларниң арисидин чиқип кетиңлар, Маңа айрилиңлар», — дәйду Рәб, — «һеч напак нәрсигә тәккүчи болмаңлар», «шундила Мән силәрни қобул қилимән»,
18 вә: «Мән силәргә Ата болимән, силәр Маңа оғул-қизлирим болисиләр» — дәйду Һәммигә Қадир болған Рәб.