2
1 Лекин мән ичимдә, қешиңларға барсам йәнә азар елип бармаймән дегән қарарға кәлдим.
2 Чүнки әгәр мән силәргә азар бәрсәм, мениң түпәйлимдин азар йегәнләрдин башқа қайсибири мени шатландуралисун?
3 Мән әсли мени шатландуруши тегишлик болғанлардин әксичә азар йәп қалмай дегән мәхсәттә шу хәтни яздим; чүнки мениң шатлиғим силәр һәммиңларниңму шатлиғидур дәп силәр һәммиңларға ишәш бағлидим.
4 Чүнки әслидә өзүм еғир азап ичидә қәлбимдики дәрд-әләмдин көп көз яшлиримни төккүзүп туруп силәргә шу хәтни язған едим; мәхситим силәргә азар бериш әмәс, бәлки силәргә чоңқур бағланған, ешип ташқан муһәббитимни билишиңлар үчүн еди.
Гунакарни қайтидин қобул қилиш
5 Амма бирәрси азар йәткүзгән болса, униң азар йәткүзгини мән әмәс дәймән, у бәлки мәлум дәриҗидә (бу ишни зиядә еғир қилғум йоқ) һәммиңларға азар йәткүзди.
6 Бундақ адәмниң көпинчиңлар тәрипидин тәнбиһләнгини йетәрликтур;
7 Шуңа һазир әксичә, силәр униңға меһри-шәпқәт көрситип риғбәт-тәсәлли беришиңларға тоғра келиду; болмиса бундақ бир киши бәлким ғайәт зор дәрд-әләмдин өзини йоқитишиму мүмкин.
8 Шуңа мән силәргә униңға муһәббитиңларни испатлишиңларни җекиләймән.
9 Шу хетимни йәнә бир мәхсәттә, йәни силәрниң һәммә ишларда итаәтмән яки итаәтмән әмәслигиңларни синап билишим үчүн яздим.
10 Лекин силәр қайсибирини мәлум иш үчүн кәчүрүм қилған болсаңлар, мәнму һәм уни шундақ қилған болимән; мәнму мәлум бир ишни кәчүрүм қилғинимда (бирәр ишни кәчүрүм қилған болсам), мән силәрни дәп Мәсиһниң һозурида шундақ қилдим.
11 Шуниң билән Шәйтан биздин һеч үстүнлүккә еришәлмәйду; чүнки биз униң һейлә-микирлиридин бехәвәр әмәсмиз.
12 Әнди Мәсиһниң хуш хәвирини җакалашқа Троас шәһиригә кәлгинимдә вә шундақла Рәб тәрипидин пурсәт ишиги маңа ечилғини билән,
13 қериндишим Титусни тапалмиғиним түпәйлидин роһум арам тапмиди; шуниң билән мән шу йәрдикиләр билән хошлишип, Македонийәгә сәпәр алдим.
14 Амма бизни Мәсиһдә һемишә тәнтәнә билән ғалипанә башлайдиған, биз арқилиқ һәр йәрдә Өзигә дост тартқучи хушпурақни чачқучи Худаға тәшәккүр!
15 Чүнки биз Худаға йәткүзүливатқан Мәсиһниң хушпуриғидурмиз, һәм қутқузулуватқанлар арисида һәм һалакәткә кетиватқанлар арисида шундақмиз;
16 кейинкиләргә өлүмгә болған өлүмниң пуриғи, алдинқиларға һаятлиққа болған һаятлиқниң пуриғидурмиз; әнди мошундақ ишларниң һөддисидин ким чиқалайду?
17 Чүнки биз көп кишиләрниң қилғинидәк Худаниң калам-сөзини сода-сетиқ иши қилмаймиз; әксичә биз сәмимийлик билән Худа алдида Худадин әвәтилгәнләр сүпитидә Мәсиһдә сөзләймиз.