11
Өзини «расул» дәп ативалғанлардин һези болуңлар!
1 Махтанған бу азғинә ахмақлиғимға сәвирчан болғайсиләр! Әнди силәр маңа сәвричанлиқ қилип келиватисиләр.
2 Чүнки мән Худадин кәлгән отлуқ муһәббәт билән силәрни аздурушлардин һәсәт қилимән; чүнки қизни бир әргила ятлиқ қилғандәк, мән силәрни Мәсиһкила пак қиз сүпитидә һазир болушқа вәдиләштүргәнмән.
3 Амма илан Һава анимизни һейлигәрлиги билән аздурғандәк, ой-көңлүңлар Мәсиһкә бағланған сәмимий, сап вапалиқтин езип булғиниши мүмкин дәп әнсирәймән.
4 Чүнки бириси келип биз силәргә һеч җакалап бақмиған башқа бир Әйсани җакалиса, яки қәлбиңлардин орун бәргән Роһниң орниға башқа бир роһқа орун бәрсәңлар вә силәр қобул қилған хуш хәвәрдин башқа бир «хуш хәвәр»ни қобул қилсаңлар, силәр бу ишларға әҗайип сәвир-тақәт билән өтүверишиңлар мүмкин!
5 Һалбуки, мән өзүмни һәр қандақ ишта әшу «қалтис улуқ расуллар»дин кам санимаймән!
6 Гәрчә мениң гәп-сөзлирим аддий болсиму, билим җәһәттә мән ундақ әмәс; биз қиливатқан һәр бир әмәллиримиздә буни силәргә һәр җәһәттин испатлап рошән қилдуқ.
7 Әнди мән силәрни көтирилсун дәп өзүмни төвән тутуп, Худаниң хуш хәвирини һәқ тәләп қилмай җакалап гуна қилдимму?
8 Мән силәрниң хизмитиңларда болушқа башқа җамаәтләрдин булап-талап, уларниң ярдимини қобул қилдим.
9 Силәр билән биллә болған вақитлиримда, һаҗәтмән болған болсамму, мән һеч кимгә еғиримни салған әмәс (чүнки Македонийәдин кәлгән қериндашлар мениң кәм-күтәмни толуқлап бәрди); һәр қандақ ишта өзүмни силәргә жүк болуп қелиштин сақлап кәлдим вә буниңдин кейинму шундақ қилимән.
10 Мәсиһниң һәқиқити мәндә раст болғандәк, Ахая жутлирида һеч кимму мени мошу махтиништин тосумайду!
11 Немә үчүн? Силәрни яхши көрмигәнлигим үчүнму?! Худа билиду!
12 Лекин бизгә охшаш һесаплиниш пурситини издигүчиләрниң пурситини мәһрум қилиш үчүн, шуниңдәк улар махтинидиған ишларда һәқиқәтән бизгә охшаш болсун дәп, мән немә қиливатқан болсам шуни қиливеримән.
13 Чүнки бундақ кишиләр сахта расуллар, алдамчи хизмәткарлар, Мәсиһниң расуллириниң қияпитигә киривалғанлардур.
14 Бу иш әҗәблинәрлик әмәс, чүнки Шәйтан өзиму нурлуқ бир пәриштиниң қияпитигә киривалиду.
15 Шуңа униң хизмәтчилириниңму өзлирини һәққанийлиқниң хизмәтчилири қияпитигә киргүзивелиши әҗәблинәрлик иш әмәс; лекин уларниң ақивити өзлириниң ишлигәнлиригә лайиқ болиду.
Һәқиқий расулларниң тартқан җапалири — «сахта расуллар» ундақ әмәс!
16 Йәнә шуни ейтимәнки, һеч ким мени ахмақ дәп һесаплимисун; һәтта әгәр мени шундақ дәп қарисаңларму, әнди мәндәк ахмақни сәвир қилип қобул қилғайсиләр, шуниң билән өзүмму азғинә махтинивалай.
17 Мениң һазир буларни сөзлишим Рәб тәрипидин әмәс, бәлки өзүмниң ахмақларчә жүрәклик по етип махтинишим, халас.
18 Нурғун адәмләр инсанларчә по етип махтанғандикин, мәнму махтинип бақай.
19 Чүнки өзүңлар шунчә дана болғандин кейин, силәр ахмақларға сәвир-тақәт қилишқа рази болисиләр!
20 Мәсилән бириси силәрни қул қиливалса, бириси силәрни жутувалса, бириси силәрдин нәп алса, бириси алдиңларда чоңчилиқ қилса яки йүзүңларға качат салса, силәр униңға йол қойисиләр.
21 Әпсус, номус қилип ейтимәнки, биз ундақ ишларға аҗизлиқ қилдуқ! Амма улар бирәр ишта махтинишқа петинған йәрдә (ахмақларчә сөзләватимән!) мәнму шу ишта махтинишқа петинимән.
22 Улар ибранийларму? Мәнму шундақ. Улар Исраилларму? Мәнму шундақ. Улар Ибраһимниң нәслиму? Мәнму шундақ.
23 Улар Мәсиһниң хизмәткарлириму? (мән әқилдин азғанлардәк сөзләватимән!); мән техиму шундақ; зиядә көп зоруқуп ишлидим, интайин көп дәрриләндим, интайин көп қетим қамалдим, көп қетим өлүм хәвплиригә дуч кәлдим;
24 Йәһудийларниң «бир кам қириқ қамча» җазасиға бәш қетим тартилдим,
25 үч қетим тикәнлик қамча җазасини йедим, бир қетим чалма-кесәк қилиндим, үч қетим кемә һадисисигә учридим, бир кечә-күндүзни деңизда өткүздүм.
26 Дайим сәпәрләрдә болимән; дәрияларниң хәвплирини, қарақчиларниң хәвплирини, жутдашлиримниң хәвплирини, ят әлликләрниң хәвплирини, шәһәрниң хәвпини, баяванниң хәвплирини, деңизниң хәвплирини, сахта қериндашлар арисидики хәвплирини баштин кәчүрдүм;
27 әмгәкләр вә җапа ишларда зоруқуп, пат-пат түнәкләрдә, ачлиқта вә уссузлуқта, дайим роза тутушларда, соғларда вә йелиң-ялаңачлиқта жүрүп кәлдим.
28 Бу сирттики ишлардин башқа, ич-бағримда барлиқ җамаәтләр үчүн һәр күни үстүмни бесип келиватқан ғәмләрни йәватимән.
29 Һәр ким аҗизлиса, мән аҗизлимидимму? Һәр ким езип путлашқан болса, мән өртәнмидимму?!
30 Әнди әгәр махтинишим зөрүр болса, өз аҗизлиғимни көрситидиған ишлар билән махтинимән.
31 Рәб Әйсаниң Худа-Атиси, мәңгү тәшәккүр-мәдһийиләргә лайиқ Болғучиға аянки, мән ялған ейтмидим.
32 Дәмәшқ шәһиридә падиша Аретасниң қол астидики валий мени тутуш үчүн, пүтүн Дәмәшқ шәһирини қаттиқ тәқиб астиға алған еди.
32b Лекин мән сепилдики бир камардин севәт билән пәскә чүшүрүлүп, униң қолидин қутулуп қачтим.