3
1 Лекин мән, и қериндашлар, Роһқа тәвә кишиләргә сөз қилғандәк силәргә сөз қилалмай келиватимән; әксичә силәрни әткә тәвә кишиләр, Мәсиһдә болған бовақ һесаплап силәргә сөзләшкә мәҗбур болдум.
2 Мән силәргә сүт ичкүздүм, гөшни йегүзмидим; чүнки силәр гөшни һәзим қилалмайттиңлар, шундақла һазирму техи һәзим қилалмайсиләр;
3 Чүнки силәр йәнила әткә тәвәдурсиләр. Араңларда һәсәтхорлуқ вә талаш-тартишлар бар болғачқа, силәр әткә тәвә әмәсму, инсанларчә меңиватмамсиләр?
4 Чүнки бириси «Мән Павлус тәрәпдари», башқа бириси «Мән Аполлос тәрәпдари» десә, силәр пәқәт инсанларниң йолида маңған болуп қалмамсиләр?
5 Аполлос дегән ким? Павлус ким еди? Биз пәқәт силәрниң етиқатиңларға васитичи болдуқ, халас; һәр биримиз пәқәт Рәб бизгә тәқсим қилғини бойичә вәзипә ада қилидиған хизмәткарлар, халас, шундақ әмәсму?
6 Мән тиктим, Аполлос суғарди; амма өстүргүчи болса Худадур.
7 Шуңа тиккүчи һеч немигә һесап әмәс, суғарғучиму һеч немигә һесап әмәс, пәқәт өстүргүчи Худа Өзи һәммидур.
8 Амма тиккүчи вә оса қилғучи болса бир мәхсәттидур; шундақтиму һәр бири өз әҗри бойичә инъамини қобул қилиду.
9 Чүнки биз Худаға тәвә меһнәтдаштурмиз; силәр болсаңлар Худаниң бағ-етизи, Худаниң қурулушисиләр.
10 Худаниң маңа тәқсим қилған меһри-шәпқити бойичә, худди уста мемардәк һул салдим, андин башқа бириси униң үстигә қуруватиду. Амма һәр бир қурғучи қандақ қуруватқанлиғиға еһтият қилсун.
11 Чүнки селинған һулни, йәни Әйса Мәсиһдин башқа һеч қандақ һулни селишқа болмайду.
12 Әнди бириси бу һул үстигә алтун, күмүч, қиммәтлик ташлар, яғач, чөпләр, саман салса,
13 һәр бириниң сиңдүргән әҗриниң қандақлиғи көрүниду; чүнки шу күни уни ашкарә қилиду, чүнки униң маһийити отта көрүлиду; от һәр бир кишиниң әҗрини, қандақ маһийәттин болғанлиғини синайду.
14 Бирисиниң һул үстигә қурған иши пухта сақлинип қалса, у инъамға еришиду;
15 Бирисиниң қурғини көйүп кәтсә, у зиян тартиду; у өзи қутулиду, амма гоя оттин өтүп қутулған бирисигә охшап қалиду.
16 Әҗәба, өзүңларниң Худаниң ибадәтханиси екәнлигиңларни вә Худаниң Роһиниң силәрдә турғанлиғини билмәмсиләр?
17 Бириси Худаниң ибадәтханисини харап қилса, Худа уни харап қилиду; чүнки Худаниң ибадәтханиси пак-муқәддәстур, силәр дәл шундақсиләр.
18 Һеч ким өз-өзини алдимисун; бириси өзини бу дәвирдә дана дәп саниса, надан болуп қалсун; шуниң билән у дана болиду.
19-20 Чүнки бу дуниядики даналиқ Худаға нисбәтән ахмақлиқтур; чүнки: — «У данишмәнләрни өз һейлигәрлигиниң қапқиниға алиду», дәп вә йәнә: «Рәб данишмәнләрниң ой-хияллириниң тутами йоқлуғини билиду» дәп пүтүклүктур.
21 Шуңа һеч ким инсан дегәнләрни пәхирлинип даңлимисун; чүнки һәммә мәвҗудатлар силәргә тәвәдур;
22 Павлус болсун, Аполлос болсун, Кефас болсун, дуния-җаһан болсун, һаят болсун, өлүм болсун, һазирқи ишлар болсун, кәлгүси ишлар болсун, һәммиси силәргә мәнсуптур;
23 силәр болсаңлар Мәсиһниң, Мәсиһ болса Худаниңкидур.