10
Исраилларниң Мисирдин чиқип, чөл-баявандин өткәндики вақиәләрдин савақ елишимиз керәк
1 Чүнки, и қериндашлар, мән силәрниң ата-бовилиримизниң һәммисиниң булут астида жүргәнлигидин вә һәммисиниң деңиздин өтүп маңғанлиғидин хәвәрсиз жүрүшүңларни халимаймән;
2 уларниң һәммиси булутта һәм деңизда Мусаниң йетәкчилигигә чөмүлдүрүлгән;
3 уларниң һәммиси охшаш роһий таамни йегән,
4 һәммиси охшаш роһий ичимликни ичкән; чүнки улар өзлиригә һәмраһ болуп әгишип жүргән роһий уюлташтин ичәтти (әмәлийәттә, мошу уюлташ Мәсиһниң Өзи еди);
5 шундақтиму, Худа уларниң көпинчисидин рази болмиған еди; чүнки «Уларниң җәсәтлири чөл-баяванда чечилип қалған».
6 Амма бу ишлар уларниң бешиға бизләргә савақ-бешарәт болсун үчүн чүшкән еди; буниңдин мәхсәт, бизниң уларниң яман ишларға һәвәс қилғинидәк һәвәс қилмаслиғимиз үчүндур.
7 Силәр йәнә уларниң бәзилиригә охшаш бутқа чоқунидиғанлардин болмаңлар; булар тоғрилиқ: «Хәлиқ йәп-ичишкә олтарди, андин кәйп-сапаға турди» дәп пүтүлгән.
8 Биз йәнә уларниң бәзилириниң бузуқчилиқ қилғинидәк бузуқчилиқ қилмайли; чүнки шу вәҗидин улардин жигирмә үч миң киши бир күндила өлди.
9 Йәнә уларниң бәзилириниң Мәсиһни синиғинидәк Мәсиһни синимайли; чүнки шу сәвәптин улар иланлар чеқиши билән һалак болди.
10 Йәнә уларниң бәзилири ағринғандәк ағринип қақшимаңлар — нәтиҗидә, улар җан алғучи пәриштә тәрипидин өлтүрүлди.
11 Әнди бу вақиәләрниң һәммиси уларниң бешиға бешарәтлик мисаллар сүпитидә чүшкән вә ахирқи заманлар бешимизға келиватқан бизләрниң улардин савақ-ибрәт елишимиз үчүн хатириләнгән еди.
12 Шуниң билән «Мән етиқатта чиң тирәп турмақтимән» дегән киши өзиниң жиқилип кетишидин һези болсун!
13 Силәр дуч кәлгән синақларниң һәммисигә башқа адәмләрму охшаш дуч кәлгән. Вә Худа болса вәдисидә турғучидур, У силәрни көтирәлмигидәк синақларға учратмайду, бәлки синақ бешиңларға чүшкәндә, шуниң билән тәң униңдин өтүп қутулуш йолини яритип бериду; силәр шуниң билән униңға бәрдашлиқ беридиған болисиләр.
14 Шу сәвәптин, сөйүмлүклирим, бутпәрәсликтин қечиңлар!
15 Силәрни әқил-һоши җайида кишиләр дәп қарап шуни ейтиватимән; сөзлигәнлиримни баһалап беқиңлар: —
16 Биз бәрикәтлик болсун дәп тилигән, бәрикәтлик җамдики шарапни ичкинимиз, Мәсиһниң қенидин ортақ бәһирләнгинимиз әмәсму? Бизниң ошутқан нанни йегинимиз, Мәсиһниң тенидин ортақ бәһирләнгинимиз әмәсму?
17 Биз нурғун болсақму бир нан, бир тәндурмиз; чүнки һәммимиз шу бир нандин несивә алимиз.
18 Җисманий Исраилға қараңлар; қурбанлиқларни йегәнләр қурбангаһқа несипдашлар әмәсму?
19 Әнди немә демәкчимән? Бутқа атап сунулған қурбанлиқниң бирәр әһмийити бармиду? Бутниң бирәр әһмийити бармиду?
20 Яқ, бирақ капирлар бутларға сунған қурбанлиқларни Худаға әмәс, бәлки җинларға атайду. Мән силәрниң җинлар билән ортақ несипдаш болушуңларни халимаймән.
21 Рәбниң җамидин вә җинларниң җамидин тәң ичкүчи болсаңлар болмайду; Рәбниң дәстихиниға вә җинларниң дәстихиниға тәң дахил болсаңлар болмайду.
22 Рәбниң һәсәт-ғәзивини қозғимақчимизму? Биз Униңдин күчлүкму-я?
23 «Һәммә нәрсә һалалдур», амма һәммә нәрсә пайдилиқ болувәрмәйду; «һәммә нәрсә һалалдур», амма һәммә нәрсә адәмниң етиқатини қуралмайду.
24 Әнди һеч ким өз мәнпәәтини издимисун, бәлки өзгиләрниңкини издисун.
25 Гөш базирида сетилған һәр бир нәрсини виҗданиңларни дәп олтармай, һеч немини сүрүштә қилмай йәвериңлар.
26 Чүнки «Җаһан вә униңға толған һәммә мәвҗудатлар Пәрвәрдигарға мәнсүптур» дәп пүтүлгән.
27 Амма етиқат қилмиғанларниң бирәрси сени зияпәткә тәклип қилса вә көңлүң тартса, алдиңға қоюлған һәммини виҗданиңни дәп олтармай йәвәр;
28 амма бириси саңа: «Бу бутларға аталған қурбанлиқ таами» десә, ундақта уни йемә; немишкә десәң, бу ишни саңа ейтқан адәмниң сәвәви үчүн, шундақла виҗданниң сәвәви үчүндур;
29 мән дегән виҗдан сениңки әмәс, бәлки һелиқи кишиниң виҗдани; мениң әркинлигимгә башқиларниң виҗдани тәрипидин яман дәп баһа берилишиниң һаҗити барму?
30 Мән тәшәккүр ейтип йесәм, тәшәккүр ейтқан нәрсини дурус йегиним түпәйлидин яман дәп қарилишимниң немә һаҗити?
31 Шуңа силәр немини йесәңлар, немини ичсәңлар яки һәр қандақ башқа ишларни қилсаңлар, һәммә ишларни Худаға шан-шәрәп кәлтүрүлсун дәп қилиңлар.
32-33 Мән өзүм һәммәйләнни һәммә ишта мәмнун қилишқа интилгинимдәк, өз мәнпәәтим үчүн әмәс, бәлки көпчиликниң мәнпәәти, уларниң қутқузулуши үчүн интилгинимдәк, һеч кимниң алдиға — Йәһудийлар болсун, греклар болсун, Худаниң җамаитидикиләр болсун алдиға путликашаң болмаңлар.
Мән Мәсиһни үлгә қилғинимдәк, силәрму мени үлгә қилиңлар.