2
Моаб һәққидә
1 Пәрвәрдигар мундақ дәйду:
—«Моабниң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, униңға чүшидиған җазани яндурмаймән,
Чүнки у Едомниң падишасиниң устиханлирини көйдүрүп һак қиливәтти.
2 Һәм Мән Моаб үстигә от әвәтимән,
От Кериотниң ордилирини жутувалиду;
Вә Моаб чуқан-сүрәнләр билән, қия-чиялар билән, канай садаси билән өлиду.
3 Вә Мән уларниң һакимини арисидин үзүп ташлаймән,
Униң әмирлирини униң билән биллә өлтүрүветимән, — дәйду Пәрвәрдигар.
Йәһуда һәққидә
4 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Йәһуданиң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, униңға чүшидиған җазани яндурмаймән,
Чүнки улар Пәрвәрдигарниң Тәврат-қанунини кәмситти,
Униңдики бәлгүлимиләргә әмәл қилмиди;
Уларниң сахтилиқлири өзлирини адаштуруп қойди; уларниң ата-бовилириму буларға әгишип маңған еди.
5 Һәм Мән Йәһуда үстигә от әвәтимән,
От Йерусалимниң ордилирини жутувалиду.
Исраил һәққидә
6 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Исраилниң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, уни җазасидин қайтурмаймән,
Чүнки улар һәққанийларни күмүчкә сетивәтти,
Йоқсул адәмни бир җүп чоруққа сетивәтти;
7 Улар намратларниң бешидики чаң-топилирини бош қоювәтмәйду,
Аҗиз мөминләрниң несивисини қайривалиду;
Ата-бала иккиси Мениң муқәддәс намимни булғап, охшаш бир қизниң йениға тәң бариду.
8 Улар қизларни һәммә қурбангаһниң йениға елип берип,
Қәризгә рәнигә қойған кийим-кечәкләр үстидә улар билән ятиду;
Улар өз илаһиниң өйидә җәриманә билән алған шарапни ичмәктә.
9 Бирақ Мән Аморийларни уларниң алдидин һалак қилғанмән,
Аморийлар кедир дәриғидәк егиз, дуб дәриғидәк күчлүк болған болсиму,
Мән үстидин униң мевисини, астидин йилтизлирини һалак қилдим.
10 Һәм Аморийларниң зиминини егилишиңлар үчүн,
Силәрни Мисир зиминидин елип чиқип,
Қириқ жил чөл-баяванда йетәклидим.
11 Силәрниң оғуллириңлардин бәзилирини пәйғәмбәр болушқа,
Жигитлириңлардин бәзилирини «Назарий» болушқа турғуздум.
Шундақ әмәсму, и Исраил балилири? — дәйду Пәрвәрдигар.
12 Бирақ силәр Назарийларға шарап ичкүздуңлар,
Һәм пәйғәмбәрләргә: «пәйғәмбәрлик қилмаңлар» — дәп буйрудуңлар.
13 Мана, Мән силәрни басимән,
Худди лиқ өнчә бесилған һарву йәрни басқандәк, силәрни бесип туримән;
14 Һәм чапқурларниңму қачар йоли йоқайду,
Палван өз күчини ишлитәлмәйду,
Зәбәрдәс батур өз җенини қутқузалмайду.
15 Оқяни тутқучи тик туралмайду;
Йәлтапан қачалмайду,
Атқа мингүчи өз җенини қутқузалмайду.
16 Палванлар арисидики әң җигәрлик батурму шу күнидә ялаңач қечип кетиду, — дәйду Пәрвәрдигар.