8
Саулниң етиқатчиларға зиянкәшлик қилиши
1 Истипанниң өлтүрүлүшини Саулму қоллайтти. Шу күндин башлап, Йерусалимдики җамаәткә қаритилған дәһшәтлик зиянкәшлик қозғалди. Расуллардин башқа барлиқ җамаәттикиләр Йәһудийә вә Самарийәниң һәр қайси жутлириға тарқилип кетишти.
2 Бәзи ихласмән кишиләр Истипанни дәпнә қилип, униңға қаттиқ жиға-зерәларни көтиришти.
3 Лекин Саул җамаәткә вәйранчилиқ селип, өйму-өй ахтуруп, әр-аялға қаримай уларни сөрәп чиқип зинданға ташлиди.
Хуш хәвәрниң Самарийә өлкисигә йетип бериши
4 Әнди тарқилип кәткәнләр тарқалған жутларда кезип сөз-каламниң хуш хәвирини җакалиди.
5 Уларниң ичидин Филип болса Самарийәниң мәлум бир шәһиригә берип, йәрлик кишиләргә Мәсиһни җакалиди.
6 Топ-топ кишиләр уни аңлап һәмдә у көрсәткән мөҗизилик аламәтләрни көрүп, бир җан бир дили билән униң сөзлиригә қулақ салди.
7 Чүнки напак роһлар болса, чаплишивалған кишиләрдин қаттиқ вақириғиничә чиқип кәтти. Нурғун паләч, токурларму сақайтилди;
8 зор шат-хурамлиқ шу шәһәрни қаплиди.
9 У шәһәрдә әсли җадугәр-сеһиргәрлик билән шуғуллиниватқан Симон исимлиқ бир адәм бар еди; у шу йол билән пүткүл Самарийәдикиләрни һаң-таң қалдуруп, өзини қалтис зат көрсәтмәкчи болуп кәлгән еди.
10 Пеқирдин тартип амбалғичә уларниң һәммиси униңға ихлас қилип қарайтти вә «Худаниң улуқ күч-қудрити мана шу!» дейишәтти.
11 Халайиқ униңға шундақ ихлас қилиши униң узундин бери җадугәр-сеһиргәрлиги билән уларни һаң-таң қалдуруп кәлгәнлиги түпәйлидин еди.
12 Лекин әнди Филип Худаниң падишалиғи вә Әйса Мәсиһниң нами тоғрисидики хуш хәвәрни җакалиқинида улар униң сөзлиригә ишәнди вә әрләр болсун, аяллар болсун чөмүлдүрүшни қобул қилди.
13 Симон өзиму ишәнди. У чөмүлдүрүлгән болуп, һемишә Филипниң йенида жүрди һәмдә Филип көрситиватқан мөҗизилик аламәтләр вә қудрәтлик ишларға қарап, интайин һәйран болди.
14 Йерусалимдики расуллар Самарийәликләрниң Худаниң сөзини қобул қилғанлиғини аңлап, Петрус билән Юһаннани уларға әвәтти;
15 иккилән у йәргә чүшүши биләнла, уларни Муқәддәс Роһниң ата қилинғучиси болсун дәп дуа қилди.
16 Чүнки Муқәддәс Роһ техи уларниң һеч қайсисиға чүшмигән еди; улар пәқәт Рәб Әйсаниң нами билән чөмүлдүрүлгән еди.
17 Петрус билән Юһанна уларниң үстигә қолини тәккүзүши билән, Муқәддәс Роһ уларға ата қилинди.
18 Лекин Симон Муқәддәс Роһниң расулларниң қолини тәккүзүп қоюши билән ата қилинғанлиғини көрүп, уларға пул тәңләп:
19 — Бу күч-қудрәттин маңиму бериңларки, мәнму һәр кимниң үстигә қоллиримни тәккүзсәм, униңға Муқәддәс Роһ ата қилинсун, — деди.
20 Лекин Петрус униңға мундақ җавап бәрди:
— Худаниң бу илтипатини пулға сетивалғили болиду, дәп ойлиғиниң үчүн, пулуң сән билән тәң һалакәткә барсун!
21 Сениң бу ишта һеч һәссәң яки несивәң йоқтур! Чүнки сениң нийитиң Худа алдида дурус әмәс!
22 Шуңа, бу рәзиллигиңдин товва қилип, Рәбтин, мүмкин болса көңлүмдики бу нийитим кәчүрүм қилинғай, дәп өтүн!
23 Чүнки сениң аччиқ һәсәткә толуп, һәққанийсизлиқниң асаритида екәнлигиң маңа мәлум.
24 Симон уларға:
— Мән үчүн Рәбдин өтүнүңларки, силәр ейтқан ишлардин һеч бири бешимға кәлмигәй! — деди.
25 Петрус билән Юһанна йәнә шу йәрдә агаһ-гувалиқ берип Рәбниң сөз-каламини йәткүзгәндин кейин, Самарийәниң нурғун йеза-кәнтлиригә берип хуш хәвәр йәткүзгәч, Йерусалимға қайтип кәтти.
Филип вә Ефиопийилик әмәлдар
26 Шу вақитта, Худаниң бир пәриштиси Филипқа:
— Орнуңдин туруп җәнупқа қарап Йерусалимдин Газа шәһиригә маңидиған йол билән маң! — деди (шу йол чөлдики йолдур).
27-28 Шуңа Филип орнидин туруп йолға чиқти. Вә мана, йолда Ефиопийә аял падишаси Кандасниң бир әмәлдари, пүткүл ғәзнигә мәсъул Ефиопийәлик ағват вәзир туратти. У Йерусалимға Худаға ибадәт қилғили барған еди; һазир қайтиш йолида өзиниң җәң һарвусида олтирип, Йәшая пәйғәмбәрниң язмисини оқувататти.
29 Роһ Филипқа:
— Бу һарвуниң йениға берип униңға йеқинлашқин, — деди.
30 Филип жүгүрүп берип, вәзирниң Йәшая пәйғәмбәрниң язмисидин оқуватқанлирини аңлап, униңдин:
— Оқуватқиниңизни чүшиниватамсиз? — дәп сориди.
31 Вәзир униңға:
— Бири маңа чүшәндүрүп бәрмисә, мән қандақму чүшинәләймән?! — дәп, Филипни һарвусиға чиқип йенида олтиришқа өтүнди.
32 У оқуватқан язма қисми болса:
«У гоя боғузлашқа йетиләп меңилған қойдәк боғузлашқа елип меңилди,
Қирқиғучи алдида үн-тинсиз ятқан қозидәк, у задила еғиз ачмиди.
33 У хорлиниду, у һәқ сорақтин мәһрум болди,
Әнди униң әвладини кимму баян қилалисун?!
Чүнки һаяти йәр йүзидин елип кетилди».
34 Ағват Филиптин:
— Дәп бәрсиңиз, пәйғәмбәрниң бу сөзи кимгә қаритип ейтилған? Өзигиму яки башқа бирисигиму? — дәп сориди.
35 Филип ағзини ечип шу язминиң шу қисмидин башлап, униңға Әйса тоғрисидики хуш хәвәрни җакалап бәрди.
36-37 Улар йолда кетиветип, су бар бир йәргә кәлгәндә, ағват:
— Мана бу йәрдә су бар екән. Мошу йәрдила чөмүлдүрүлүшүмгә қандақ тосалғу бар? — деди.
38 У һарвуни тохтитишни буйруди. Филип вә ағват иккиси биллә суға чүшүп, уни чөмүлдүрди.
39 Улар судин чиққанда, Рәбниң Роһи Филипни көтирип елип кәтти. Ағват уни қайта көрмиди, амма у шатлинип йолини давамлаштурди.
40 Филип болса Ашдод шәһиридә пәйда болди; у шу жутни кезип, шу йәрдин Қәйсәрийә шәһиригә кәлгичә болған һәммә шәһәрләрдә хуш хәвәр җакалиди.