4
Петрус билән Юһаннаниң алий кеңәшмидә сорақ қилиниши
1 Петрус билән Юһанна халайиққа гәп қиливатқанда, каһинлар, ибадәтхана қаравуллириниң башлиғи вә Садуқийлар уларниң йениға келип қалди.
2 Улар расулларниң халайиққа тәлим бериши, җүмлидин «Әйсаниң вастиси билән өлгәнләр тирилдүрүлиду» дәп җакалиқини үчүн интайин әсәбийләшти .
3 Улар уларни тутқун қилип, әтисигичә түрмигә солап қойди, чүнки кәч кирип қалған еди.
4 Лекин җар қилинған сөз-каламни аңлиғанларниң көпи етиқат қилди; шуниң билән етиқат қилған әрләрниң санила бәш миңға йәтти.
5 Әтиси, Йәһудийларниң кеңәшмисидики башлиқлар, ақсақаллар вә Тәврат устазлири Йерусалимда топланди.
6 Уларниң арисида баш каһин Аннас, Қаяфас, Юһанна, Искәндәр вә баш каһинниң башқа җәмәтидикиләр бар еди.
7 Улар Петрус билән Юһаннани арисиға турғузуп:
— Силәр бу ишни қайси күч-қудрәткә тайинип яки кимниң нами билән қилдиңлар? — дәп сориди.
8 Петрус Муқәддәс Роһқа толдурулған һалда уларға мундақ деди:
Хәлиқниң һөкүмранлири вә Исраилниң ақсақаллири!
9 Әгәр биз бүгүн бу токур адәмгә көрсәткән яхши әмәл һәм униң қандақ сақайтилғанлиғи сәвәплик сораққа тартилған болсақ,
10 силәр вә пүткүл Исраил хәлқи шуни билсунки, силәр крестлигән, амма Худа өлүмдин тирилдүргән Насарәтлик Әйса Мәсиһниң нами билән, униң күч-қудрити арқилиқ бу киши мошу йәрдә алдиңларда пүтүнләй сақ-саламәт туриду!
11 Бу Әйса болса, муқәддәс язмиларда пүтүлгәндәк, дәл силәр тамчилар етиварсиз дәп ташливәткән, бирақ бүҗәк теши болуп тикләнгән таштур.
12 Униңдин башқа һеч кимдә ниҗатлиқ йоқ, чүнки пүткүл асман астида инсанлар арисиға тәқдим қилинған, Әйсадин башқа бизни қутқузидиған һеч қандақ бир нам йоқтур.
13 Петрус билән Юһаннаниң бу җүръитини көргән һөкүмранлар уларниң оқумиған адәттики адәмләрдин екәнлигини билип, һәйран болушти; уларниң бурун Әйса билән биллә болғанлиғиниму билди.
14 Униң үстигә, сақайған һелиқи адәмниң уларниң йенида туруватқанлиғини көрүп, улар һеч қандақ гәп яндуралмиди.
15 Шуниң билән һөкүмранлар уларни кеңәшмидин чиқишқа буйруди. Андин бир-бири билән мәслиһәтлишип:
16 — Буларни қандақ қилимиз? Чүнки уларниң вастиси билән хелә көрүнәрлик мөҗизилик бир аламәт йүз бәргәнлиги пүткүл Йерусалимдикиләргә аян болди вә биз уни инкар қилишқа амалсизмиз.
17 Лекин бу ишниң хәлиқ ичидә техиму кәң йейилип кәтмәслиги үчүн, уларға бундин кейин бу адәмниң намида һеч кимгә һеч немә демәсликкә агаһ-тәһдит салайли! — дейишти.
18 Шуниң билән уларни чақиртип, бундин кейин Әйсаниң намида һеч сөзлимәслик яки тәлим бәрмәсликни қәтъий буйруди.
19 Лекин Петрус билән Юһанна:
— Худаниң алдида силәргә итаәт қилиш тоғриму яки Худағиму, буниңға өзүңлар бир немә дәңлар!
20 Амма биз болсақ, көргән вә аңлиғанлиримизни ейтмай туралмаймиз! — дәп җавап бәрди.
21 Һөкүмранлар болса халайиқтин қорқуп, уларни җазалашқа лайиқ сәвәп тапалмай, уларға техиму тәһдит селип, қоюп бәрди. Чүнки халайиқ болған вақиә түпәйлидин Худани улуқлиған еди.
22 Чүнки бу сақайтилиш мөҗизилик аламити көрситилгән кишиниң йеши қириқтин ашқан еди.
Җамаәтниң бир қәлбдә, бир роһта дуа қилиши
23 Улар қоюп берилгәндин кейин, өз һәмраһлириниң йениға қайтип келип, баш каһинлар вә ақсақалларниң қилған сөзлирини баштин-ахир көпчиликкә уқтурди.
24 Улар буни аңлиғанда, авазини бир нийәт бир дил билән Худаға көтирип мундақ нида қилди:
— И Егимиз, Сән асман-зимин, деңиз-океанларни вә улардики барлиқ мәвҗудатларни яратқан Худадурсән.
25 Сән Муқәддәс Роһ билән хизмәткариң болған Давутниң ағзи арқилиқ мундақ дегәнғу:
«Әлләр немишкә чуқан салиду?
Немә үчүн бекардин-бекар сүйқәст ойлайду?
26 Дуниядики падишалар сәп тартип,
Әмәлдарлар жиғилишип,
Пәрвәрдигар вә Униң Мәсиһи билән қаршилишқа җәм болушти».
27 — Чүнки дәрвәқә дәл бу шәһәрдә Һерод һәм Понтиус Пилатус, ят әлликләр һәм Исраил хәлиқлири бирлишип, Сән мәсиһлигән муқәддәс хизмәткариң Әйсаға қарши чиқип топланған еди,
28 шуниң билән күч-қудритиң вә ирадәң бойичә Сән бурунла неминиң әмәлгә ашурулушини бекиткән болсаң, улар шуларни қилған.
29 Әнди и Пәрвәрдигар, уларниң селиватқан тәһдитлирини көргәйсән, қуллириңни сөз-каламиңни толуқ жүрәклик билән сөзләп йәткүзидиған қилғайсән;
30 кесәлләрни сақайтишқа қолуңни узитип, муқәддәс хизмәткариң Әйсаниң намида мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләрни яратқайсән.
31 Уларниң дуаси аяқлашқанда, улар турған йәр тәвринип кәтти. Улар һәммиси Муқәддәс Роһқа толдурулуп, Худаниң сөз-каламини жүрәклик сөзләп йәткүзүшкә башлиди.
Етиқатчиларниң пул-маллирини ортақ қилиши
32 Топ-топ етиқатчилар бир җан-бир дил, бир мәхсәттә еди. Һеч ким өзигә тәәллуқ пул-мелини «өзүмниң» демәйтти, бәлки һәммисигә ортақ еди.
33 Расуллар зор күч-қудрәт билән Рәб Әйсаниң тирилгәнлигигә гувалиқ берәтти. Худаниң зор меһри-шәпқити уларниң һәммисиниң үстигә қонди.
34 Уларниң арисидикиләрниң һеч немигә һаҗити чүшмәйтти. Чүнки йәр-зимин, өй-җай егидарлири болғанлар уларни сетип, пулини елип келип
35 расулларниң айиғи алдиға қоятти; андин һәр кимниң еһтияҗиға қарап тәқсим қилинатти.
36 Уларниң ичидә Лавий қәбилисидин болған, Сипруста туғулған Йүсүп исимлиқ бириси бар еди (расуллар уни Барнабас, йәни «Риғбәтләндүргүчи оғул бала» дәп атиған);
37 униңму бир парчә етизи бар еди; у шу йолда уни сетип, пулини елип расулларниң айиғи алдиға тапшурди.